Haber Giriş:
октай шималий қибристики сайлам нәтиҗилириниң хәйрлик болушиға тиликдашлиқ билдүрди

муавин җумһур рәис фуат октай шималий қибрис түрк җумһурийитидә муддәттин бурун өткүзүлгән сайлам нәтиҗилириниң һәрқайси сийасий партийәләр вә қибрис түрклири үчүн хәйрлик болушиға тиликдашлиқ билдүрди.
түркийә авази радийоси хәвири: октай, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «шималий қибрис түрк җумһурийитидә муддәттин бурун өткүзүлгән сайлам нәтиҗилириниң һәрқайси сийасий партийәләр вә қибрис түрклири үчүн хәйрлик болушиға тиликдашмән. демократик муһит астида өткүзүлгән сайлам басқу...