Haber Giriş:
исраилийә һәрбий сот мәһкимиси пәләстинлик сабиқ парламент әзасини қамақ җазасиға һөкүм қилди

исраилийә һәрбий сот мәһкимиси ишғалийәт астидики ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқидики пәләстин хәлқ азадлиқ фиронтиниң рәһбири халидә җәррарни 2 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилди.
түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин кишилик һоқуқ тәшкилати замирниң ахбарат васитилири байанатчиси һиба һамаршәниң билдүрүшичә, рамаллаһниң ғәрбидики исраилийә офер һәрбий сот мәһкимиси, халидә җәррарни 2 йиллиқ қамақ җазасиға вә 4000 шекел (тәхминән 1200 доллар) җәриманә төләшкә һөкүм қилған....