Haber Giriş:
иран йеңи йадро қорали тәтқиқатини башлиди

иранниң б д т ниң вийеннадики ишханисида турушлуқ даимий вәкили казим гариб абади: «теһран тәтқиқат реактор қазини үчүн йеңидин тәрәққий қилдурулған йеқилғу түрини лайиһәләш тәтқиқатини башлиди» деди.
түркийә авази радийоси хәвири: казим гариб абади йадро йеқилғуси үчүн тәтқиқ қилиш вә тәрәққий қилдуруш хизмәтлириниң башланғанлиқи һәққидә твиттерда елан қилған байанатида, йеқилғуни ишләпчиқириш тоғрисида хәлқара атом енергийәси агентлиқиға мәлумат берилгәнликини билдүрүп: «тунҗи қәдәмдә метал уран ишләпчиқириш үчүн тәбиий уран ишлитилиду» деди....
-
26.01.2021