Haber Giriş:
иран сот мәһкимиси американи 4 милйард 300 милйон доллар төләмгә һөкүм қилди

иранда бир түркүм йадро мутәхәссислириниң өлтүрүлүшигә қарита сотқа әрз сунулған болуп, америка 4 милйард 300 милйон доллар төләмгә һөкүм қилинди.
түркийә авази радийоси хәвири: иран оқуғучилар хәвәр агентлиқи (ISNA) ниң хәвиригә асасланғанда, иран әдлийә дивани кишилик һоқуқ бөлүми тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, суйиқәст билән өлтүрүлгән йадро мутәхәссислириниң аилә-тавабиатлириниң америкаға қарши сунған әрзи тоғрисида учур берилгәнлики билдүрүлгән....
-
30.06.2022