Haber Giriş:
иран нетанйаһуниң тәбрик телеграммисики иранға аит мәзмунға наразилиқ билдүрди

иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зариф ирақ пайтәхти бағдадта йүз бәргән һуҗум билән исираилийә баш министири нетанйаһуниң байанатлиридики ортақ мәқсәтниң, американиң йеңи пирезиденти җо байдинни тузаққа чүшүрүш икәнликини илгири сүрди.
түркийә авази радийоси хәвири: иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зариф твиттерда һәмбәһирлигән учурида, түнүгүн (2021-йили 22-йанвар) бағдадта йүз бәргән адәм бомба һуҗуми вә нетанйаһуниң байдинни тәбрикләп елан қилған телеграммисидики иранға мунасивәтлик сөзлиригә инкас қайтурди....