Haber Giriş:
алҗирийәдә мина партлап нурғун адәм өлди

алҗирийәниң тунис чеграсидики тәбсә вилайитидә йолға көмүп қойулған минаниң партлиши нәтиҗисидә 5 киши һайатидин айрилди.
түркийә авази радийоси хәвири: алҗирийә дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта әскәртилишичә, тәбсә вилайитидә илгири йолға көмүп қойулған мина, бир пуқрави аптомобил өтүп кетиватқанда партлиған. партлаш нәтиҗисидә 5 киши қаза қилған, 3 киши йариланған. вәқәдин кейин районға дөләт хәвпсизлик күчлири орунлаштурулған вә тәкшүрүш башланған....
-
26.02.2021