Haber Giriş:
афғанистанлиқлар истанбул конферансға үмид билән қаримақта

афғанистан пирезиденти әшрәф ғениниң хәвпсизлик вә сийасий ишлар мәслиһәтчиси муһәммәд муһаққиқ, хәлқниң келәр ай өткүзүлүши пиланлиниватқан истанбул конферансиниң тинчлиқ билән нәтиҗилинишини үмид қилидиғанлиқини ейтти.
түркийә авази радийоси хәвири: афғанистан пирезиденти әшрәф ғениниң хәвпсизлик вә сийасий ишлар мәслиһәтчиси, шундақла ваһдәти исламий мардуми афғанистан партийәсиниң рәһбири муһәммәд муһаққиқ анадолу агентлиқиниң зийаритини қобул қилип, түркийәниң афғанистан тинчлиқ конферансиға саһибханлиқ қилидиғанлиқидин мәмнунлуқ һес қилғанлиқлирини билдүрди....
-
17.05.2022