Haber Giriş:
әзәрбәйҗан вә әрменийә дөләт бихәтәрлик идариси башлиқлири учришиш елип берди

әзәрбәйҗан дөләт бихәтәрлик идарисиниң башлиқи әли нагийев вә әрменийә дөләт бихәтәрлик идариси дериктори армен абазйан алдинқи бир һәптә ичидә икки қетим көрүшүп, икки дөләт чегриси вә тағлиқ қарабағниң бихәтәрлик мәсилилирини музакирә қилди.
түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан дөләт бихәтәрлик идарисиниң байанатида, нагийев билән абазйанниң 8 - йанварда нахчиван аптоном җумһурийити билән әрменийә оттурисидики битәрәп районда вә 10-йанварда болса әрменийәниң соник өлкисигә йеқин чегра районида учрашқанлиқи билдүрүлди....