Haber Giriş:
әрдоған 29-өктәбир тәбрик телеграммисини елан қилди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған: <<пүткүл хәлқ әң чоң ишәнчимиз болған иттипақлиқимизға, баравәрликимизгә вә қериндашлиқимизға мәһкәм есилип, улуғ вә күчлүк түркийә дәвамизни әмәлгә ашуруш үчүн күрәш қилимиз>> деди.
түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған 29-өктәбир җумһурийәт байрими мунасивити билән елан қилған видео телеграммисида: <<мәмликәт ичидә вә мәмликәт сиртида йашайдиған пуқралиримиз билән шанлиқ тарихимизниң алтун һалқилиридин бири болған шәрәплик күнимизни биз билән бирликтә ортақлашқан барлиқ достлиримизниң 29-өктәбир җумһурийәт байримини тәбрикләймән. җени бәдилигә бу вәтәнни бизгә аманәт қилған әзиз шеһитлиримизға аллаһтин рәһмәт тиләймән. охшаш муқәддәс дәва үчүн күрәш қилғанда, ғазилиқ шәрипигә еришкәнләргә шәхсим, дөлитим вә хәлқим намидин рәһмитимни билдүримән> деди.
у елан қилинғанлиқиниң 98-йиллиқида, җумһурийәтниң қурғучиси ғази мустапа камал ататүрк билән қәһриман сәпдашлирини ...
<мәмликәт>-
26.01.2023