Haber Giriş:
вашингтонда трамп тәрәпдарлири конгрә бинасиға бесип кирди

америка пайтәхти вашингтонда чиққан вәқәләр сәвәбидин шу йәр вақти 18:00 дин кейин сиртқа чиқишниң чәкләнгәнлики елан қилинди.
түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт вашингтонда өткүзгән трамп тәрәпдарлириниң бәзилири сақчиларниң тосуқлирини бөсүп өтүп, конгрә бинасиға бесип кирди. нәтиҗидә, муавин пирезидент майк пенс җо байдинниң пирезидентлиққа сайланғанлиқини тәстиқлайдиған мурасим тохтитилди вә майк пенс бинадин сиртқа чиқирилди....
-
19.01.2021