Haber Giriş:
түркийә әлқаидә база тәшкилати әзаси бир италийәликни туруп дөлитигә тапшурди

сүрийә вә ирақта террорлуқ тәшкилати әлқаидигә четишлиқ гуруппиларға қатнашқан италийә пуқраси түркийә вә италийә бихәтәрлик хадимлириниң һәмкарлишиши нәтиҗисидә қолға елинип, дөлитигә қайтурулди.
түркийә авази радийоси хәвири: италийәниң «ANSA» агентлиқиниң хәвиридә, 24 йашлиқ бир италийә пуқрасиниң 2014-йили оттура шәрққә барғанлиқи, сүрийә вә ирақта террорлуқ тәшкилати әлқаидәгә четишлиқ гуруппилар билән бирликтә уруш қилғанлиқи вә 2017-йили униң һәққидә хәлқаралиқ тутуш буйруқи чиқирилғанлиқи билдүрүлди....