Haber Giriş:
түркийә һиндонезийәгә тәзийә билдүрди

түркийә һиндонезийә хәлқи вә һөкүмитигә бүгүн йүз бәргән йәр тәврәштә қаза қилғанлар үчүн тәзийә билдүрүп телеграмма тарқатти.
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип: «һиндонезийәниң ғәрбий сулавеси өлкисиниң маҗене шәһиридә бүгүн 6.2 бал йәр тәврәп, көп санда адәмниң қаза қилиши вә нурғун адәмниң йарилинишини кәлтүрүп чиқарғанлиқидин чоңқур қайғуруш ичидә хәвәр таптуқ» деди....
-
26.02.2021