Haber Giriş:
шәнтоп қирғизистан пирезиденти билән көрүшти

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп түркий тилда сөзлишидиған дөләтләр парламент әзалири кеңәшмисиниң 11 – нөвәтлик омумий кеңәш йиғини үчүн йетип барған қирғизистанниң чолпан – ата шәһиридә, пирезидент садир җаппаров билән көрүшти.
түркийә авази радийоси хәвири: қирғизистан пирезидент мәһкимиси ахбарат васитилири мәркизиниң билдүрүшичә, қирғизистан пирезиденти садир җаппаров билән түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтопниң учришишида, парламентлар ара һәмкарлиқни күчәйтишни өз ичигә алған икки тәрәплик һәмкарлиқниң нөвәттики тәрәққийати һәққидә өзара пикир алмаштурулған....
-
09.08.2022