Haber Giriş:
шималий македонийә вә косоводики сайлам бүгүн ахирлишиду

шималий македонийә вә косоводики сайлиғучилар йеңи шәһәр башлиқи вә кеңәш әзалирини бекитиш үчүн шу йәрниң вақти (2021-йили 17-өктәбир) әтигән 07:00 дә беләт ташлайду.
түркийә авази радийоси хәвири: шималий македонийәдә тизимлатқан 1 милйон 824 миң 864 сайлиғучи шу йәр вақти 19.00 гичә 3480 сандуққа беләт ташлийалайду. сайламда йәрлик һөкүмәтләр үчүн 299 шәһәр башлиқи намзатини қошқанда тәхминән 10 миң 800 намзат риқабәтлишиду....