Haber Giriş:
путин истратегийәлик қоралларни қисқартиш шәртнамисиниң муддитини узартиш қарарини думаға сунди

русийә пирезиденти виладимир путин йеңи истратегийәлик қоралларни қисқартиш шәртнамисиниң муддитини узартиш тоғрисидики қарарнамәсини русийә парламентиниң төвән қанити — думаға сунди.
түркийә авази радийоси хәвири: русийә парламентиниң төвән қанити — думаниң тор бетидики учурларға қариғанда, путинниң тәстиқлаш үчүн сунған қарари йеңи истратегийәлик қоралларни қисқартиш шәртнамисииниң бәш йиллиқ, йәни 2026 – йили 5 – февралғичә узартилишини мәзмун қилидикән....
-
01.07.2022
-
01.07.2022