Haber Giriş:
нигерийәдә қораллиқ тоқунуш йүз бәрди

нигерийәниң платеу өлкисидә йәрлик сақчилар билән тоқунушқан бир қораллиқ шайкиниң тоққуз әзаси уҗуқтурулди.
түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә таратқулири, сақчиларниң платеу өлкисиниң зак районида қораллиқ шайка әзалириниң һуҗуминиң алдини алғанлиқини, икки тәрәп оттурисида йүз бәргән тоқунушта, шайкиниң 9 қораллиқ әзасиниң бир тәрәп қилинғанлиқини, вәқәдә үч сақчиниң һайатидин айрилғанлиқини хәвәр қилди....