Haber Giriş:
нигерийәдә ласса қизитмиси вабаси тарқилишқа башлиди

нигерийәдә һайвандин инсанға йуқидиған вә өлүмни кәлтүрүп чиқиридиған ласса қизитмиси йуқумида җенидин айрилғанларниң сани 42 гә чиқти.
түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә кесәлликләрни контрол қилиш мәркизиниң байанатиға асасланғанда, ваба сәвәбидин йәнә алтә киши җенидин айрилған. буниң билән, йанвар (2021) ейидин буйан ваба сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 42 гә чиққан. бу җәрйанда, пүткүл дөләткә тәсир қилған вабада едо, ондо, кадуна, тараба, ебонйи, платеав вә бавчи иштатлирида вабаға мунасивәтлик 191 вәқә байқалған....