Haber Giriş:
мексикада бир өйгә қилинған қораллиқ һуҗумда 4 киши қаза қилди

мексиканиң гуанаҗато өлкисидә бир өйгә қилинған қораллиқ һуҗумда 4 адәм қаза қилип, 2 киши йариланди.
түркийә авази радийоси хәвири: өлкилик тәптиш мәһкимиси қораллиқ һуҗумниң гуанаҗато өлкисигә қарашлиқ куерамаро йезисида йүз бәргәнликини елан қилди.
һуҗумниң тәпсилатлири һәққидә һечқандақ мәлумат берилмиди. вәқәгә қарита тәкшүрүш башланғанлиқи елан қилинди....