Haber Giriş:
хатибзадә: иранға йүргүзүлгән җаза ақсарайниң зиддийәтлик позитсийәсиниң ипадиси

иран ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси сәид хатибзадә, американиң иран ширкәтлири вә шәхслиригә йүргүзгән йеңи җазасиниң «ақсарайниң зиддийәтлик позитсийәсиниң ипадиси» икәнликини оттуриға қойди.
түркийә авази радийоси хәвири: хатибзадә иран ташқи ишлар министирлиқиниң тор бетидә йазма байанат елан қилип, америка һөкүмитиниң иран ислам инқилаби муһапизәтчиләр қисимлириниң учқучисиз һава аппарати пирограммилири билән қуддус қисимлирини қоллайдиған 4 киши вә 2 ширкәткә җаза йүргүзүшини әйиблиди....