Haber Giriş:
җумһур рәислик мәһкимисиниң 2021-йиллиқ мәдәнийәт-сәнәт мукапатлири тарқитилди

түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимисиниң 2021- йиллиқ мәдәнийәт – сәнәт катта мукапатлирини тарқитиш мурасими пирезидентлиқ мәһкимисидә өткүзүлди.
түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған мукапатларни бәрди вә мурасимида сөз қилип: «(пән – мәдәнийәт саһәсидә мукапатқа еришкән) пирофессор доктор тәоман дурали устазимизни икки һәптә илгири у дунйаға узитип қойдуқ. устазимиз йәрлик вә миллий позитсийәси билән илим – ерпан игиси, йеқинқи дәвр йетиштүргән әң муһим зийалийларниң бири иди» деди....