Haber Giriş:
һаккарида бир әскәримиз шеһит болди

һаккариға қарашлиқ дәрәҗик наһийәсидә елип берилған әткәсчиликкә қарши һәрикәт җәрйанида мәсул лейтенант халис кәскин баразгир шеһит болди.
түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, һаккариға қарашлиқ дәрәҗик наһийәсидә елип берилған әткәсчиликкә қарши һәрикәт җәрйанида мәсул лейтенант халис кәскинниң баразгир дәрйасиға чүшүп кетип еғир йариланғанлиқи вә дохтурханида қутқузуш үнүм бәрмәй шеһит болғанлиқи билдүрүлди....
-
09.08.2022
-
09.08.2022