Haber Giriş:
һиндистанда тағ гүмүрүлүп чүшүш апитидә қаза қилғанларниң сани 42 гә йәтти
һиндистанниң шәрқий шималидики манипур өлкисидә 30 - ийунда йүз бәргән тағ гүмүрүлүп чүшүш вәқәсидә һайатидин айрилғанларниң сани 42 гә йәтти.
түркийә авази радийоси хәвири: алақидар тармақлар өлкиниң ноней райони тупул төмүр йол қурулуш мәйданида йүз бәргән тағ гүмүрүлүп чүшүш вәқәсидин буйан 20 кишиниң һазирму из - дерики йоқлиқини ейтти. издәш вә қутқузуш хизмитиниң бәшинчи күнидә, апәттә һайатидин айрилғанларсаниниң 37 дин 42 кә көпәйгәнликини уқтурди....