Haber Giriş:
германийәниң афғанистандики әң ахирқи әскәрлири афғанистандин айрилди

германийә дөләт мудапиә министири аннеғет камп кағенбава (Annegret Kramp-Karrenbauer) афғанистанда вәзипә өтәватқан германийә әскәрлириниң афғанистандин чекингәнликини елан қилди.
түркийә авази радийоси хәвири: германийә дөләт мудапиә министири аннеғет камп кағенбава твиттерда байанат елан қилип, афғанистанда вәзипә өтәватқан әң ахирқи германийә әскәрлириниң афғанистандин бихәтәр һалда айрилғанлиқини билдүрүп: «аридин 20 йил өткәндә чәт әлдики әң муһим вәзипимиз ахирлашти» деди....