Haber Giriş:
дунйада ваба сәвәбидин җенидин айрилғанлар 2 милйон 200 миңдин ашти

дунйада вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин җенидин айрилғанлар 2 милйон 201 миңдин, йуқумланғанлар сани 102 милйон 41 миңдин вә саламәтлики йахшиланғанлар сани 73 милйон 882 миңдин ашти.
түркийә авази радийоси хәвири: вухән вируси сәвәбидин йеңидин 2 миң 230 кишиниң җенидин айрилиши билән, җәмий сан 443 миң 769 ға чиққан, 95 миң 537 кишиниң йеңидин йуқумлиниши билән, җәмий йуқумланғанлар сани 26 милйон 338 миң 607 гә чиққан америкада, нийу йорк иштатидики сәһийә органлириниң санаторийәләрдики вухән вирусиға мунасивәтлик өлүмләрни %50 аз доклат қилғанлиқи билдүрүлди....