Haber Giriş:
чавушоғлу билән лапид қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, (исраилийә билән) иҗабий күнтәртипни йақлиған һалда мунасивәтләрни давамлаштурушниң, чүшинишмәсликләрни техиму бәрбачи шәкилдә муһакимә қилишқа пайдилиқ икәнликини әскәртти.
түркийә авази радийоси хәвири: министир мәвлүт чавушоғлу дөләт ишлири зийаритидә болуватқан ғәрбий қуддуста исраилийәлик мәнсәпдиши йаир лапид билән айрим вә һәйәтләр ара учришишларни өткүзгәндин кейин қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди؛ (исраилийә билән) чүшинишмәсликләргә қаримай, дийалогни сиҗил давамлаштурушниң йахши әһвал икәнликини тәкитлигән чавушоғлу: «бу иш бир – би...