Haber Giriş:
бағдатта адәм бомба һуҗуми қилғучиниң сәуди әрәбистанлиқ әмәс, ирақлиқ икәнлики билдүрүлди

ирақ армийәси 21-йанвар пәйтәхт бағдатта йүз бәргән вә 32 кишиниң җениға замин болған 2 адәм бомба һуҗумини садир қилғучиниң ирақ пуқраси икәнликини елан қилди.
түркийә авази радийоси хәвири: ирақ қораллиқ қисим баш қоманданлиқ иштабиниң байанатчиси йәһйа рәсул дөләт телевизийәсигә бәргән байанатида, бағдатниң мәркизидики тайаран мәйдани кона буйумлар вә кийим-кечәкләр сетилидиған һәмдә даим төвән киримлик кишиләр көп келидиған базардики һуҗумға мунасивәтлик әң йеңи илгириләшләр һәққидә мәлумат бәрди....