Haber Giriş:
бирма армийәси икки наһийәдә пуқраларни оққа тутқан

бирмада һәрбий өзгиришкә қарши намайишларни хәвпсизлик қисимлириниң қораллиқ бастуруши нәтиҗисидә җенидин айрилған пуқраларниң сани 880 гә йәтти.
түркийә авази радийоси хәвири: бирма сийасий тутқунларға йардәм тәшкилатиниң доклатида, йеқинқи 24 саәттә үч пуқраниң җенидин айрилғанлиқи билдүрүлди. буниң билән, җәмий җенидин айрилғанларниң сани 880 гә, қолға елинғанлар сани 5 миң 104 кә йәткән болди. 1965 киши үстидә қолға елиш қарари чиқирилди....