Haber Giriş:
биллинкен: «берма бихәтәрлик қисимлири төккән қандин чөчүдуқ»

америка ташқи ишлар министири антоний биллинкен берма бихәтәрлик қисимлириниң сийасий өзгиришкә қарши намайишқа қораллиқ мудахилә қилип 100 дин артуқ адәмниң җениға замин болғанлиқидин чөчүгәнликини елан қилди.
түркийә авази радийоси хәвири: биллинкен тивиттер һесабатидики байанатида, «берма бихәтәрлик қисимлири төккән қандин чөчүдуқ, мустәбит һәрбий һакимийәт аз санлиқларға хизмәт қилиш үчүн кишиләрниң һайатини қурбан қилмақта» деди....